Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт



бет4/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   2   3   4   5   6   7   8   9   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral
7. Алиманов Ж.Ж., Райханова А.Ж. С. 69-78., талдау бжб ТЖБ, 556304.pptx, Web ИРБИС
Камчилиқлар:

  • тарихий вақиәни (һадисә, жәриян) тәсвирләштә муһим әмәс бәлгүлириниң бесим болуши;

  • жәдвал,кәштә билән иш жүргүзүштә иш нәтижисигә сәлбий тәсир көрсәтмәйдиған хаталиқлар;

  • жавап бериштә хата нәтижигә елип кәлмәйдиған айрим рәтликниң бузулуши;

  • хәритидә объектни тепиштики камчилиқлар.



Оқуғучиларниң хәритә бойичә ишләш қаидилири
Өзәңлар таллап алған шәртлик бәлгүләр билән силәргә берилгән тапшурмини орунлаңлар. Шәртлик бәлгүләрни контур хәритигә бәлгүләңлар, графикилиқ вә тарихий объектларниң намлирини дурус йезиңлар, шәһәр вә мәһәлиләрниң намлири, дәрия намлири дәрия еқими бойичә йезилиду (башлинишидин қуюлишиға қарап), йезиқлар башқа объект контурлирини япмас керәк: язғанда ушақ вә ениқ йезишқа тиришиңлар.
Хәритини қалаймиқан қилмас үчүн, ушақ объектлар рәқәмләр билән бәлгүлиниду вә улар хәритиниң шәртлик бәлгүлири дегән кәштигә йезилиду.
Тарихий объектларни хәритидин көрсәткәндә; дәрия тармақлирини,вадилири вә дөләт чегарилирини градуслиқ сетка бойичә сизиш лазим ( бу дурус көрүшкә вә обектларни дурус бәлгүләшкә қолайлиқ).
Силәргә бәргән тапшурмини ениқ орунлаңлар («артуқ әхбарат» бәлгүлимәңлар: хата безәллигән вә артуқ әхбарат бәлгүләнгән тапшурмилар болса балиңлар кемитилиду)
Географиялик вә тарихий объектларни чоң һәрип билән йезиңлар. Иш грамматикилиқ хаталарсиз, рәтлик (акуратно) ясилиши керәк (грамматикилиқ хаталар, қалаймиқан ишлар үчүн бир балл елинип ташлиниду).


Контур хәритә бойичә ишларни баһалаш критерийлири

  • хәритә бойичә тапшурмини ениқ вә дурус орунлашни билиш

  • хәритигә бәлгүләрни ениқ вә рәтлик қоюшни билиш

  • ишта шәртлик бәлгүләр вә уларға чүшәнчиләрниң берилиши

  • хәритә билән ишләш қаидилирини орунлаш (бояшқа очуқ рәңләрни пайдилиниш, хәритә билән ишта пәқәт рәңлик қериндашларни пайдлиниш)

  • грамматикилиқ вә нутуқ хаталиқлириниң болмаслиғи.



Достарыңызбен бөлісу:
1   2   3   4   5   6   7   8   9   ...   57




©www.engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет